баңладишта 20 адәмгә өлүм җазаси берилди

баңладишта 2019-йили бир универстет оқуғучисини твиттерда һөкүмәтни тәнқид қилған учурларни һәмбәһирлигәнлики сәвәбидин уруп өлтүрүвәткән 20 адәмгә өлүм җазаси берилди.

1744579
баңладишта 20 адәмгә өлүм җазаси берилди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладиш пайтәхти даккада сот мәһкимиси абрар фахад исимлик универстет оқуғучисини уруп өлтүрүш җинайити билән әйибләнгән 20 адәмгә өлүм җазаси бәрди. бәш адәмни муддәтсиз қамаққа һөкүм қилди.

универстетниң иккинчи йиллиқ оқуғучиси болған фахад твиттерда 2019-йили 7-өктәбир һиндистан билән баңладиш оттурисида имзаланған келишимдә, һөкүмәтни вә баш министир шәйх һасинани тәнқид қилған учурларни һәмбәһирлигәнлики үчүн, һакимийәт бешидики авами бирләшмисиниң оқуғучи қанити «баңладиш чһатра бирләшмиси» гә әза икәнлики илгири сүрүлгән оқуғучилар тәрипидин уруп өлтүрүветилгән иди.

фахад өлтүрүлгәндин кейин, пүткүл баңладишта намайишлар партлиған иди.

баңладиш баш минстири һасина вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүш буйруқини чүшүрүп, фахадниң аилисигә адаләтниң әмәлгә ашидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән иди.

2019-йили 13-нойабир дакка сот мәһкимиси сақчиларниң   «баңладиш чһатра бирләшмиси» ниң 25 рәһбири вә әзасиниң вәқәгә четишлиқ икәнлики тоғрисидики доклатидин кейин, сотлашни башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر