тәхттин чүшүрүлгән рәһбәр аң сан сучиға қамақ җазаси берилди

бирмада тәхттин чүшүрүлгән рәһбәр аң сан сучи бир қатар җинайәтләр билән әйибләнгән биринчи қетимлиқ сотта, төт йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи билдүрүлди.

1743534
тәхттин чүшүрүлгән рәһбәр аң сан сучиға қамақ җазаси берилди

түркийә авази радийоси хәвири: б б с (BBC) ниң хәвиридә қәйт қилинишичә, аң сан сучи хәлқни исйанға күшкүртүш вә вухән вируси(Kovid-19)  тәдбирлиригә хилаплиқ қилиш билән әйибләнгән.

бирақ, аң сан сучи барлиқ әйибләшләрни рәт қилған болсиму, охшимиған 11 җинайәт билән сотқа тартилмақта.

мирза қамақта туруватқан аң сан сучиниң түрмидә йетип-йатмайдиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.

бирма сабиқ пирезиденти вин мйинт (Win Myint) му охшаш әйибләшләр билән төт йил қамаққа һөкүм қилинди.

бирма армийәси 2020-йилда өткүзүлгән сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқиниң илгири сүрүлүши вә дөләт ичидә вәзийәт кәскинләшкәндин кейин, 2021-йили 1-феврал һакимийәтни өткүзүвалған иди.

һәрбий һөкүмәт дөләтниң әмәлий рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучини өз ичигә алған нурғун әмәлдарларни, шундақла һакимийәт бешидики партийәниң мәсуллирини тутқун қилип, җиддий һаләт елан қилған иди.

армийәниң һәрбий өзгиришкә қарши башланған намайишларни бастуруши нәтиҗисидә, һазирғичә 902 киши җенидин айрилди, миңларчә намайишчи тутқун қилинди.

сийасий тутқунларға йардәм қилиш тәшкилатиниң мәлуматлириға асасланғанда, бирмада һәрбий өзгириш йүз бәргәндин тартип һазирғичә 1200 киши җенидин айрилған, тәхминән 10 миң киши тутқун қилинған.

бирмада бир тәрәптин, кәң көләмлик намайишлар давамлишиватқан болса, йәнә бир тәрәптин, йуқири дәриҗилик әмәлдарлар һәрбий сотта сотланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر