афғанистанда пирерзидент, министир вә башқа хадимларниң маашлири бәлгиләнди

афғанистанда талибан һөкүмити рәһбири молла һәйбәтуллаһ ахунзадәгә һәр айда 228 миң 750 афғанистан рупийәси (йәни тәхминән 2400 доллар) мааш бәлгиләнди.

1743109
афғанистанда пирерзидент, министир вә башқа хадимларниң маашлири бәлгиләнди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмити малийә министирлиқиниң байанатчиси әһмәд вәли һәқмал бу һәқтә ахбаратларға бәргән байанатида, һөкүмәт хизмәтчилириниң мааши тоғрисида йеңи бәлгилимә чиқирилғанлиқини елан қилди.

талибан рәһбири молла һәйбәтуллаһ ахунзадәгә айлиқ 228 миң 750 афғанистан рупийәси  (тәхминән 2400 доллар) айлиқ вә вақитлиқ һөкүмәтниң муавин баш министири муһәммәд һәсән ахундға 198 миң 250 афғанистан рупийәси (тәхминән 2 миң 60 доллар) айлиқ бекитигәнликини байан қилған әһмәд вәли һәқмал, министирларниң айлиқ маашлириниң болса, 137 миң 250 афғанистан рупийәси (тәхминән 1430 доллар) қилип бекитилгәнликини елан қилди.

әһмәд вәли һәқмал талибан һөкүмитигә тәвә валийларғиму 91 миң 500 афғанистан рупийәси (йәни тәхминән 950 доллар) мааш бекитилгәнликини җакарлиди.

әң төвән маашниң 5 миң афғанистан рупийәси (йәни тәхминән 52 доллар) қилип бекитилгәнликини байан қилған әһмәд вәли һәқмал, бу қарарниң пат йеқинда күчкә игә болидиғанлиқини ейтти.

ахбаратларда бир тал рәсимила болған талибан рәһбири ахундазәниң зади қәйәрдә икәнли нәмәлум.

әшрәф ғәни рәһбәрликидики сабиқ һөкүмәттә, президент сарийида ишләйдиған мәслиһәтчиләрниң мааши 3 миңдин 7 миң доллар әтрапида иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر