түркийә 100 дин артуқ сомали алаһидә қисм хадимлирини тәрбийәләп йолға салди

түркийә қораллиқ қисимлири тәрипидин тәрбийәләнгән 100 дин артуқ сомали алаһидә қисм хадимлири өз дөләтлиригә қайтти.

1743104
түркийә 100 дин артуқ сомали алаһидә қисм хадимлирини тәрбийәләп йолға салди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт могадишуниң аден адде хәлқара айродромиға қонған 100 дин артуқ «горгор» (бүркүт) намлиқ алаһидә қисим хадимлири сомали дөләт армийәси (SNA) пийадә қисим қомандани муһәммәд таһил биһи вә йуқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири тәрипидин қарши елинди.

сомалилиқ алаһидә қисм хадимлири испартадики түркийә қораллиқ қисимлири тәрипидин заманиви қоманданлиқ бойичә тәрбийә алған иди.

сомалиға қайтип кәлгән «горгор» (бүркүт) намлиқ алаһидә қисим хадимлири әлқаидигә четишлиқ террорлуқ тәшкилати әшшабабқа қарши  уруш қилиш үчүн алдинқи сәпкә орунлаштурулиду.  

түркийә 2010-йилдики һәрбий тәлим - тәрбийә һәмкарлиқ келишими даирисидә, йеқинқи төт йилдин буйан сомали әскәрлирини тәрбийәләп бәрмәктә.

сомалида харҗамад вә горгор намлиқ сәрхил қисимлар хадимлири әлқаидигә четишлиқ террорлуқ тәшкилати әшшабабқа қарши  уруш қилмақта.

әшшабаб сомалида пат - пат бихәтәрлик қисимлири вә пуқравий олтурақ районларға һуҗумларни қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر