колумбийәдә һәрбийләргә қилинған һуҗумда 1 әскәр қаза қилип, 2 әскәр йариланди

колумбийәниң антакйу мәмурий районида, һәрбий қисимға қилинған һуҗумда 1 әскәр қаза қилди вә 2 әскәр йариланди.

1743111
колумбийәдә һәрбийләргә қилинған һуҗумда 1 әскәр қаза қилип, 2 әскәр йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: колумбийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, анори йезисида һәрикәт елип бериватқан һәрбий қисим қилтаққа чүшүрүлгән. һуҗумда 1 әскәр нәқ мәйданда қаза қилған вә 2 әскәр еғир йариланған.

даириләр бу һуҗумни «Clan del Golfo» намлиқ тәшкилатиниң қилғанлиқини илгири сүрмәктә.

районда һәрбий һәрикәт башланғанлиқи билдүрүлди.

колумбийәдә әң җиддий тутуш буйруқи чиқирилған зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилириниң бири, «Clan del Golfo» ниң рәһбири «дайро антонийо усуга» 24 - өктәбирдики һәрбий вә сақчиларниң бирләшмә һәрикитидә қолға елинған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر