һиндонезийәдики йанар тағ партлаш вәқәсидә, қаза қилғанларниң сани 13 кә йәтти

һиндонезийәниң шәрқий җава өлкисигә җайлашқан йанар теғин партлап, қаза қилғанларниң сани 13 кә йәтти.

1743074
һиндонезийәдики йанар тағ партлаш вәқәсидә, қаза қилғанларниң сани 13 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: лумаҗаң районида деңиз йүзидин 3676 метир егизликкә җайлашқан семеру йанар теғи партилиғандин кейин, әтраптики олтурақ районлар қойуқ күл вә ис-түтәкләр билән қапланди. райондики 11 йеза партилашниң еғир тәсиригә учриди.

дөләтлик апәтни башқуруш оргини (BNPB) ниң әмәлдари абдул муһари йазма байанатида, партилаштин кейин 13 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини ейтти вә улардин пәқәт икки кишиниңла кимлки ениқланғанлиқини билдүрди.

абдул муһари партилаш сәвәбидин 98 кишиниң йариланғанлиқини вә көпинчисиниң көйүктин давалиниватқанлиқини әскәртти.

йәнә бир тәрәптин, нурғун йеза-кәнтләрниң ис-түтәк вә күл сәвәбидин қараңғулуққа патқанлиқини вә 902 кишиниң бихәтәр җайларға тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.  

партилаштин кейин канда қапсилип қалған 10 ишчиниңму қутқузувелинғанлиқи елан қилинди.

лумаҗаңниң муавин рәиси индаһ масдар түнүгүн қаттиқ көйүп йариланған бир кишиниң қаза қилғанлиқини вә 41 кишиниң йариланғанлиқини елан қилған иди.

һиндонезийә тенч окйанниң от һалқиси, йәр тәврәш вә йанар тағ бәлбеғиға җайлашқан болуп, тәхминән 130 актип йанар тағ барлиқи мәлум.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر