америка украина мәсилисидә русийәни агаһландурди

америка ақсарай байанатчиси псаки русийәни украина мәсилисидә агаһландуруп, «2014-йили қиримда қилғиниға охшаш қәдәмләрни басмаслиқ» ни чақириқ қилди.

1742547
америка украина мәсилисидә русийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири:  ақсарай байанатчиси псаки күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, йеқинқи күнләрдә украина мәсилисидә күчийиватқан америка-русийә зиддийити үстидә тохталди.

у москваниң украинаға қарши «урушқақ» қәдәмлирини йеқиндин көзитиватқанлиқлирини вә америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң русийә ташқи ишлар министири серәей лавровға украина тоғрисидики барлиқ әндишәлирини наһайити очуқ һалда йәткүзгәнликини билдүрди.

американиң русийәгә қарши ембарголардин башқа вастиләрниң бар-йоқлуқи тоғрисидики соалға, украинаға қиливатқан һәрбий йардәмләрни көпәйтилгәнликини әскәртип, мундақ җаваб бәрди:

«әгәр руслар 2014-йили (қиримни өзигә қошувелиш җәрйани) қиримда қилғиниға охшаш һәрикәтләрни қилса, қолимизда нурғун вастиләрниң барлиқини уларға бивастә йәткүздуқ.»

 америка ташқи ишлар министири блинкен стокһолмда русийә ташқи ишлар министири лавров билән көрүшкәндә, москва украина чеграсида һәрбий җиддийчиликни улғайтқан тәқдирдә еғир бәдәл төләйду, дәп байанат елан қилған иди.

байанатчи псаки сөзидә, александир лукашенко һакимийити астидики беларусийәгә йеңи еғир ембарголарни йолға қойғанлиқлирини әскәртип, буниң ембарголарниң 5-долқуни икәнликини билдүрди.

у лукашенко һөкүмитини демократийә вә кишилик һоқуқни бастуруш, «йавропа иттипақиға адәм әткәсчиликини тәшкилләш» билән әйибләп, йавропа иттипақи билән тәң маслашқан һалда, зөрүр болғанда йеңи ембарголарни йүргүзидиғанлиқлирини қәйт қилди.

америка беларусийә һакимийити билән мунасивәтлик 12 ширкәт вә 20 әмәлдарни ембарго тизимликигә киргүзгәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر