фирансийә әрәб бирләшмә хәлипиликигә 92 айропилан сетип бериду

фирансийә әрәб бирләшмә хәлипилики билән 80 данә рафаел типлиқ уруш айропилани сетиш тоғрисида келишим имзалиди.

1742690
фирансийә әрәб бирләшмә хәлипиликигә 92 айропилан сетип бериду

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә байанат елан қилип, әрәб бирләшмә хәлипиликидә зийарәттә болған фирансийә пирезиденти емануел макронниң әрәб бирләшмә хәлипилики тәхт вариси шаһзадиси шәйх муһәммәд бин зайид ал нәһйан билән парижниң дубәйгә 80 данә рафаел типлиқ уруш айропилани вә 12 данә тик учар айропилан сетип беришини мәзмун қилған бир келишимни имзалиғанлиқини уқтурди.

байанатта, бу келишимниң икки дөләт оттурисидики истратегийәлик шерикликниң мәһсули икәнлики қәйт қилинди.

айропиланларниң 2027 – йилидин тартип тапшуруп беришкә башлинидиғанлиқи билдүрүлди.

фирансийә буниңдин илгири мисирға 54, қатарға 36 вә һиндистанға 36 данә рафаел типлиқ уруш айропилани сетип бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر