блинкен ирандин йадро келишимигә қайтишини тәләп қилди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен ирандин 2015-йили имзаланған йадро келишимигә қайтишини тәләп қилди.

1742441
блинкен ирандин йадро келишимигә қайтишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен, шиветсийәниң пайтәхти столһолмда чақирилған йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң 28 – нөвәтлик ташқи ишлар министирлири кеңиши йиғини әснасида, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров вә исраилийә ташқи ишлар министири йаир лапид билән көрүшкәндин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, учришишларда, иран һәққидә музакириләр елип берилғанлиқини, иранниң  2015-йили имзаланған йадро келишимигә қайтиши үчүн музакириләргә қатнишип қатнашмайдиғанлиқиниң 2 күн ичидә мәлум болидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, иранниң вейанна музакирилиригә мәнилик бир шәкилдә қатнишиши үчүн йәнила пурсити барлиқини қәйт қилди.

русийәниң йеқинқи һәптиләрдә украина чеграсида барғансери зорийиватқан һәрбий паалийәтлиридинму қаттиқ әндишә қиливатқанлиқлирини әскәрткән блинкен, мундақ деди: «русийә, йеқинқи һәптиләрдә украина чеграсиға һәрбий қисимлирини орунлаштурмақта, биз украинаниң мустәқиллиқи вә игилик һоқуқини қоллаймиз, бу киризисниң дипломатик йоллар арқилиқ һәл қилинишини үмид қилимиз, киризисни һәл қилиш йолида һәр икки тәрәп биләнму көрүшүшкә тәййармиз, украинаниң русийәгә һәрқандақ шәкилдә тәһдит шәкилләндүргәнликигә ишәнмәймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر