украина: америка билән бирликтә русийәгә қарши «йалтайтиш пилани» тәййарлаватимиз

украина русийәгә қарши америка қошма иштатлири билән бирликтә универсал иқтисадий җазаларни өз ичигә алған алдини елиш пилани үстидә баш қатуруватқанлиқлирини билдүрди.

1742076
украина: америка билән бирликтә русийәгә қарши «йалтайтиш пилани» тәййарлаватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: украина ташқи ишлар министири димитро кулеба тивиттердики адресида байанат елан қилип, йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң 28-нөвәтлик ташқи ишлар министирлири кеңиши йиғинға иштирак қилиш үчүн барған шиветсийәдә америкалиқ мәнсәпдиши антоний блинкен билән көрүшкәнликини уқтурди.

кулеба учришиш җәрйанида украина билән американиң күчлүк истратегийәлик шериклик мунасивитини тәкитләп өткәнликлирини билдүрүп: «биз русийәни башқа таҗавузчи һәрикәтлиридин йирақлаштуруш үчүн қаттиқ иқтисадий җазаларни өз ичигә алған йалтайтиш (алдини елиш) пилани түзүш үчүн тиришиватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر