америка русийәниң украина чеграсиға әскәр топлишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

америка ақсарай байанатчиси җен псаки, русийәниң украина чеграсиға әскәр топлиши вә бу һәқтики байанатлири тоғрисида тохталди.

1742067
америка русийәниң украина чеграсиға әскәр топлишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ақсарай байанатчиси җен псаки, русийәниң украина чеграсиға әскәр топлиши вә бу һәқтики байанатлири тоғрисида тохтилип: «русийәгә җедәлхор байанатлириға алақидар әндишилиримизни рошән шәкилдә йәткүздуқ» деди.

ақсарайда өткүзүлгән күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң «украина мәсилисидә тоқунуш йолини тутса, русийәгә еғир бәдәлләрни төләткүзимиз» дегән байанатидин кейин русийәгә имбарго йүргүзүлүп – йүргүзүлмәйдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб берип, бу җәһәттә һәм русийә һәмдә украина тәрипи билән көрүшкәнликлиригә ишарәт қилған һалда: «биз баштин тартипла русийәниң зийанлиқ һәрикәтлиригә қарши иқтисадий вә башқа васитилиримизни ишқа салидиғанлиқимизни ейтип кәлдуқ. министир блинкенму бүгүн бу васитиләрдин пайдилиниш җәһәттә иккилинип олтурмайдиғанлиқимизни әскәртти. лекин, бу васитиләрни ишқа салидиған болсақ, шериклиримиз вә иттипақдашлиримиз билән бирликтә һәрикәт қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

райондики вәзийәт тоғрисида америка пирезиденти җо байдин  билән русийә пирезиденти виладимир путинниң сөзлишиш пиланиниң йоқлуқини тилға алған псаки: «русийәгә җедәлхор байанатлириға алақидар әндишилиримизни рошән шәкилдә йәткүздуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر