америка: хитай райондики сүркилишни күчәйтиватиду

америка қошма иштатлири хитайниң аваздинму тез қорал – йарағларға мунасивәтлик издинишиниң «райондики сүркилишни күчәйтивәткәнлики» ни билдүрди.

1741973
америка: хитай райондики сүркилишни күчәйтиватиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министири лойд астин, җәнубий корейәниң пайтәхти сеулдики дөләт ишлири зийарити даирисидә, җәнубий корейә дөләт мудапиә министири суһ вок билән бир йәргә җәм болди.

хитайниң аваздинму тез қорал – йарағларға мунасивәтлик издинишиниң «райондики сүркилишни күчәйтивәткәнлики» ни әскәрткән астин, америка қошма иштатлириниң хитай шәкилләндүрүватқан йошурун тәһдитләрниң алдини елиш үчүн давамлиқ тиришидиғанлиқини қәйт қилди, хитайниң һәрбий имканийәтлиригә қарита әндишилириниң барлиқини, шуңа, хитайниң америка қошма иштатлириға вә иттипақдашлириға қарита йошурун тәһдиткә қарши мудапиә көрүш вә тақабил туруш иқтидарини үзлүксиз давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлиди.

җәнубий корейә дөләт мудапиә министири суһ билән шималий корейә шәкилләндүргүси тәһдитләр вә түрлүк мәсилиләр һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини ейтқан астин, шималий корейәниң башқурулидиған бомба вә башқа қорал-йарағ пирограммилириниң район бихәтәрликини техиму муқимсизлаштуридиғанлиқи мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқлирини әскәртти.

җәнубий корейә дөләт мудапиә министири суһ болса, җәнубий корейә билән шималий корейә вә америка қошма иштатлири оттурисидики илгирики вәдиләргә асаслинидиған дипломатийә вә дийалогниң, корейә йерим арилида узақ мәзгиллик тинчлиқ орнитилиши үчүн шәрт икәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر