идлиб олтурақ райони һуҗумға учриди

сүрийәдә , бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучиси иранниң контроллуқидики террорлуқ гуруппилири сүрийәниң идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райониға мунасивәтлик уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилди.

1742072
идлиб олтурақ райони һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәдә , бәшшар әсәд һакимийити вә униң қоллиғучиси иранниң контроллуқидики террорлуқ гуруппилири сүрийәниң  идлиб җиддийчиликни пәсәйтиш райониға мунасивәтлик уруш тохтитиш келишимигә хилап һалда пуқралар олтурақ райониға һуҗум қилип алтә пуқрани йариландурди.

идлибниң шәрқий шималидики сәрақиб райониға орунлаштурулған бәшшар әсәд һакимийити қисимлири билән иранниң қоллиши астидики чәт әл террорлуқ гуруппилиридин тәшкил тапқан бирләшмә күчләр, идлибниң шәрқий шималидики бинниш наһийәсигә қуруқлуқтин һуҗум қилип, уруш тохтитишқа хилаплиқ қилди؛ пуқрави қоғдиниш мәнбәлири һуҗумда иккисиниң әһвали еғир болуп җәмий алтә адәмниң йариланғанлиқини, йариланғанларниң йеқин әтраптики дохтурханиларда балнистқа елинғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر