нигерийәдә йолучилар парахотиниң өрүлүп кетиши нәтиҗисидә нурғун адәм өлди

нигерийәниң кано өлкисидә 30 – нойабир күни йүз бәргән йолучилар парахоти өрүлүп кетиш вәқәсидә һайатидин айрилғанларниң сани 29 ға йәтти.

1742198
нигерийәдә йолучилар парахотиниң өрүлүп кетиши нәтиҗисидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: кано өлкилик сақчи идарисиниң байанатчиси абдуллаһ кийаваниң билдүрүшичә, бағвай дәрйасида өрүлүп кәткән йолучилар парахотида давамлишиватқан издәш – қутқузуш паалийәтлири давамида, йәнә 9 кишиниң җәсити тепилған.

шуниң билән, мәзкур вәқәдә һайатидин айрилғанларниң сани 29 ға йәткән.

абдуллаһ кийаваниң әскәртишичә, һазирғичә йәнә 9 киши қутқузувелинған болуп, издәш – қутқузуш паалийәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر