хусийларниң баллистик башқурулидиған бомба қураштуруш сехлири пачақлап ташланди

йәмәндә һөкүмәтни қоллаватқан сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар пайтәхт сана вә сада вилайәтлиридә хусийларға тәвә баллистик башқурулидиған бомба қураштуруш сехи вә қорал амбиарлирини пачақлап ташлиди.

1741940

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшмә армийәниң бу һәқтики байанати сәуди әрәбистан рәсмий хәвәр агентлиқи« SPA» да елан қилинди.

байанатта, «хусийларниң рәһбири абдулмәлик әлхусиниң қорғини һесаблинидиған сададики һәрбий нишанларға һава һуҗуми елип берилди»  дейилди һәмдә баллистик башқурулидиған бомба вә учқучисиз айропилан қураштуруш сехлириниң пачақлап ташланғанлиқи билдүрүлди.

бирләшмә қисимлар хусийларниң контроллуқи астидики санадиму һава һуҗуми арқилиқ һәрбий нишанларни, қорал амбарлири вә тәминләш искилатлирини битчит қилғанлиқи елан қилди.

байанатта, сананиң шәрқидики һәрбий җайларға селинған икки амбарниңму вәйран қилинғанлиқи билдүрүлди.

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар 2014-йили синтәбирдин буйан пайтәхт сана вә бир қисим районларни алқиниға киргүзүвалған болуп, сәуди әрәбистан башчилиқидики бирләшмә қисимлар 2015-йили 3-айдин бери хусийларға қарши йәмән һөкүмитини қоллап кәлмәктә.

хусийлар омумән сәуди әрәбистанниң һава мудапиә системиси тәрипидин бир тәрәп қилиниватқан оттура вә йирақ мусапилик баллистик башқурулидиған бомбиларни шундақла учқучисиз айропиланларни ишлитип, дөләтниң бир қисим җайлирини һуҗум нишани қилмақта.

бирләшмә қисимларниң болса, йеқиндин буйан хусийларниң санадики базилириға қаратқан һава һуҗумини күчәйткәнлики көрүлмәктә.

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر