американиң б д т дики вәкили исраилийәниң олтурақ райони сийаситини әйиблиди

американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили линда томас гиринфилид, исраилийәниң олтурақ райони сийаситини әйиблиди.

1741215
американиң б д т дики вәкили исраилийәниң олтурақ райони сийаситини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) да турушлуқ даимий вәкили линда томас гиринфилид, исраилийәниң олтурақ районлирини кеңәйтишиниң музакирә қилинған «икки дөләтлик һәл қилиш чарисини йолға қойулуш имканийитигә зәрбә беридиған һалқилиқ нуқтиға йәткән»ликини оттуриға қойди.

баш әлчи томас гринфилид б д т хәвпсизлик кеңишидә сөз қилип, американиң икки дөләтлик һәл қилиш чарисини қоллаш даирисидә исраилийә, пәләстин вә ийорданийәдә елип барған зийарәт вә өткүзгән учришишлириниң «үмидвар» идийәләрни оттуриға чиқарғанлиқини вә б д т ниң һәрқайси тәрәпләр ара ишәнч турғузуш ролини ойнайдиғанлиқини байан қилип: «мән зийаритим җәрйанида пәләстинликләрниң бихәтәрлик вәзийитиниң нәқәдәр еғирлиқини көрдүм. исраилийәлик көчмәнләрниң пәләстинликләргә һуҗум қилғанлиқини, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқидики өй - мүлүкләрни булаң – талаң қилғанлиқини вә мал - мүлүкләргә зийан йәткүзгәнликини аңлидим. мән бу әһвални исраилийәлик хизмәтдашлирим билән кәң көләмдә музакирә қилдим» деди.

томас гиринфилид пәләстинлик аилиләрниң өй - маканлиридин қоғлап чиқирилишидин қорқидиғанлиқини тилға елип: «америка олтурақ районларниң кеңәйтилишини узун йиллардин буйан йоллуқ дәп қаримайватиду. бу биз үчүн һечқандақ йеңилиқ әмәс, әмма бу сийасәт һалқилиқ бурулуш нуқтисиға йетип, икки дөләтлик һәл қилиш чарисигә зәрбә бәрмәктә» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر