әнгилийә таратқулирида мусулманларға вә исламға қарши сөзләр көпәймәктә

әнгилийә таратқулири мусулманларға вә исламға алақидар хәвәрлиридә, хата учур, омумлаштуруш вә исламға өчмәнлик қилиш ипадилирини ишләтмәктә.

1741246
әнгилийә таратқулирида мусулманларға вә исламға қарши сөзләр көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: әнгилийә мусулманлар кеңишигә тәвә таратқуларни назарәт қилиш мәркизи тәййарлиған доклатқа асасланғанда, 2018-йили өктәбирдин 2019-йили  синтәбиргичә болған арилиқта 48 миңдин артуқ мақалә вә 5500 телевизийә хәвири лентиси тәһлил қилинған.

әнглийә ахбарат васитилириниң мусулманларға вә исламға алақидар «(2018-2020) йиллиқ тарқитишлири» намлиқ доклатта, мусулманларға йаки исламға алақидар мақалиләрниң %60 ниң шундақла  телевизийә хәвәрлириниң %47 ниң сәләбий икәнлики билдүрүлди.

доклатта, 5 мақалидин аз дегәндә биридә, терорлуқ йаки ашқунлуқ асас қилинғанлиқи һәмдә дин, терорлуқ вә ашқунлуқн темиси астида мусулманларға вә ислам диниға қарита тәтур қарашларниң шәкилләндүрүлгәнлики билдүрүлди.

мусулманларниң хата тонуштурулғанлиқи, төһмәткә учраватқанлиқи әскәртилгән доклатта йәнә, бу сәвәбләр түпәйлидин төләмгә һөкүм қилинған вә җәмаәтчиликтин кәчүрүм сориған 10 дело барлиқи тәкитләнди.

ениқлашларға асасланғанда, «The Spectator», «күндилик почта гезити», «Mail onSunday», «хиристийанлар бүгүн» вә «йәһудийлар йилнамиси» қатарлиқ гезитләрниң мусулманлар вә ислам һәққидә дүшмәнләрчә позитисйә тутуватқанлиқи бекитилгән.

мусулманларниң етиқади йаки позитсийәлиригә бир тәрәплимә муамилә қилған вә буларни омумлаштурған йаки хата тонуштурған мақалиларниң көпинчисиниң оңчилар вә диний мәтбуатлар тәрипидин  елан қилиниватқанлиқи тәкитләнгән.

«йәһудийлар йилнамиси», «Mail onSunday» вә «телеграф» қатарлиқ  мәтбуатларниң бу вәҗидин төләм төләшкә һөкүм қилинғанлиқи әскәртилгән.

доклатниң телевизийә хәвәрлири бөликидә, дөләт қаналлириниң районлуқ қаналларға селиштурғанда, мусулманларға техиму бәк тәтур қарайдиғанлиқи муййәнләштүрүлди. ундин башқа йәнә, оңчил қараштики мутәхәссисләрниң мусулманларға қарши йалған учур тарқитишниму өз ичигә алған омумлаштурушларда болғанлиқи, нурғун нуқтиларда қарши пикирдикиләргә орун бәрмигәнликлири қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر