Twitter ниң баш иҗраийә әмәлдари вәзиписидин истепа бәрди

аммиви ортақлишиш тор бети Twitter ниң баш иҗраийә әмәлдари җак дорсей вәзиписидин истепа бәрди.

1740561
Twitter ниң баш иҗраийә әмәлдари вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: дорсей, Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, вәзиписидин айрилишни қарарлаштурғанлиқини әскәртти, һәмдә бу қарари тоғрулуқ ширкәтниң хизмәтчи – хадимлириға қаратқан учурида, мундақ деди: «мән бир ширкәтниң қурғучисиниң тәсири вә йол көрситишидин мустәқил һалда өз алдиғила пут тирәп туралишиниң наһайити муһимлиқиға ишинимән.»

аммиви ортақлишиш тор бети Twitter тәрипидин елан қилинған байанатта, иҗраийә һәйитиниң, ширкәтниң баш  технологийә ишлири мәсули параг агравални бирдәк аваз билән йуқири дәриҗилик башқурғучи вә мудирийәтниң әзалиқиға тәйинлигәнлики әскәртилиш билән бир вақитта, дорсейниң, 2022-йилдики пайчиклар йиғинида вәзипә өтәш муддити тошқучә мудирийәтниң әзаси болуп қалидиғанлиқи тәкитләнди.

җак дорсейниң Twitter дин айрилиш қараридин кейин, ширкәтниң   нийу йорктики аксийә биржисидики пай чәклири% 3 кә йеқин ашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر