G7 сәһийә министирлири җиддий йиғин чақирди

әнглийәниң тәшәббуси билән җиддий йиғин чақирған G7 дөләтлириниң сәһийә министирлири, дунйаниң вухән вируси (Kovid-19) омикрон (Omicron) варийантиниң тәһдитигә дуч кәлгәнликини елан қилди.

1740678
G7 сәһийә министирлири җиддий йиғин чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә, америка, канада, фирансийә, германийә, италийә вә йапонийә қатарлиқ дөләтләрниң сәһийә министирлири җиддий йиғин чақирди вә йиғиндин кейин ортақ ахбарат елан қилди.

байанатта: «дунйа хәлқи дәсләпки тәкшүрүштә, җиддий һәрикәт қилишни тәләп қилидиған вухән вирусиниң йеңи, йуқумлинишчанлиқи йуқири болған варийантиниң тәһдитигә дуч кәлди» дейилди.

бу сәвәбтин, министирларниң омикрон варийантиға мунасивәтлик йеңи өзгиришләрни музакирә қилиш үчүн җиддий йиғин чақирилғанлиқи қәйт қилинған байанатта, җәнубий африқаниң һәм варийантни байқаш һәмдә башқа дөләтләрни агаһландуруш мәсилисидики үлгилик хизмәтлиригә йуқири баһа берилгәнлики билдүрүлди.

байанатта, дунйа сәһийә тәшкилати даирисидә, хәлқаралиқ патогенни назарәт қилиш тори қуруш үчүн күчлүк қоллашниң барлиқи әскәртилди вә мундақ дейилди:

«министирлар ваксинаниң ишлитилишигә капаләтлик қилишниң истратегийилик әһмийитини тонуп йәтти, мәшғулат йардими билән тәминлиди, ианә қилиш вәдилирини илгири сүрди, шундақла ваксинаға мунасивәтлик хата учурларға қарши күрәш қилиштин башқа, тәтқиқ қилип тәрәққий қилдурушни қоллиди. министирлар кейинки һәптиләрдә учурларни ортақлишиш вә омикронни көзитиш үчүн  дунйа сәһийә тәшкилати вә хәлқаралиқ шерикләр билән давамлиқ йеқиндин һәмкарлишишни халайдиғанлиқлирини билдүрди. министирлар декабир (2021) да йәнә бир қетим көрүшүшкә вәдә бәрди.»

җәнубий африқа җумһурийитидә 2021-йили 25-нойабир дунйа сәһийә тәшкилати тәрипидин «омикрон» дәп нам берилгән  «B.1.1.529» варийантиниң байқалғанлиқи елан қилинған иди.

дунйада түркийәни өз ичигә алған нурғун дөләтләр, омикрон варийанти сәвәбидин җәнубий африқаға сайаһәткә бармаслиқ тоғрисида агаһландуруш чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر