талибан йавропадин йардәм тәләп қилди

талибан вақитлиқ һөкүмити афғанистандики айродурумлар мәсилисидә йавропа иттипақидин йардәм тәләп қилди.

1740131
талибан йавропадин йардәм тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һәптә ахири қатар пайтәхти доһада йавропа иттипақи билән талибан һөкүмити оттурисида, инсанпәрвәрликни асас қилған һалда айродурумларни очуқ тутуш, қизларни оқутуш қатарлиқ һәр хил мәсилиләр бойичә учришиш өткүзүлди.

икки күн давамлашқан учришишларда, йавропа иттипақи һәйитигә афғанистан алаһидә вәкили томас никлассон (TomasNiklasson), афғанистан һәйитигә талибан вақитлиқ һөкүмитиниң ташқи ишлар министири вәкили әмирхан муттәқий башчилиқ қилди.

йавропа иттипақиниң байанатида, учришишларниң «йавропа иттипақиниң вақитлиқ талибан һөкүмитини етирап қилғанлиқ мәнисини билдүрмәйдиғанлиқи» алаһидә тәкитләнди.

байанатта билдүрүлишичә, учришишларда һәр икки тәрәп афғанистандики айродурумларниң очуқ тутулушиниң әһмийитини тәкитлигән. талибан вақитлиқ һөкүмити айродурумларни очуқ тутуш үчүн йавропа иттипақидин йардәм тәләп қилған.

тәрәпләр йәнә, афғанистандики барғансери йаманлишиватқан инсаний вәзийәт тоғрисидики әндишәлирини тилға алған. йавропа иттипақи афғанистан хәлқигә инсанпәрвәрлик йардими қилиш көңлини ипадилигән. афғанистан вақитлиқ һөкүмити болса, дөләт мәмурлириға бир қанчә айдин буйан берилмигән маашларни бериш вәдисини хатириләткән.

йавропа иттипақи инсанпәрвәрлик йардәмлиригә қошумчә қилип, хәлқаралиқ тәшкилатлар вә иҗтимаий тәшкилатларниң вастиси арқилиқ маарип вә сәһийә қатарлиқ саһәләрдә афғанистан хәлқигә бивастә көп миқдарда малийә йардими қилиш арзусини оттуриға қойди.

йавропа иттипақиниң байанатида, қиз вә оғулларниң хәлқаралиқ өлчәмләргә уйғун оқутуш пирограммиси билән баравәр һалда оқушини давамлаштурушиниң аһмийити тәкитләнди.

байанатта мундақ дейилди:

«йавропа иттипақи һәйити афғанистан һәйитиниң қиз-оғулларниң баравәр оқуши билән айалларни охшимиған саһәләрдә хизмәт қилиш пурситигә игә қилиш нийитини мәмнунлуқ билән қарши алди.»

афғанистанда чәт әл дипломатик органлириниң болушидин мәмнунлуқини тилға алған афғанистан һәйити, йавропа иттипақи дипломатлириниң афғанистанға қайтишини қизғин қарши алидиғанлиқлирини әскәртти.

йавропа иттипақи пайтәхт кабулда бәлгиләнгән санда дипломатик органларни турғузуш еһтималидин бешарәт бәрди. әмма, буниң талибанни етирап қилиш мәнисини билдүрмәйдиғанлиқини вә бихәтәрлик әһвалиға қарита қарар қилинидиғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر