талибан өктичиләрниң қайтип келишини тәләп қилди

талибан вақитлиқ һөкүмити афғанистандин чиқип кәткән өктичиләрниң қайтип келишини тәләп қилди.

1740372
талибан өктичиләрниң қайтип келишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң муавин ташқи ишлар министири шир муһәммәд аббад станикзәй ахбарат елан қилиш йиғинида, талибанниң һакимийәтни қолға елиши билән чәт әлләргә чиқип кәткән өктичиләрниң вә бурунқи һөкүмәт хизмәтчилириниң дөлитигә қайтишини тәләп қилғанлиқлирини билдүрди.

у өктичиләр вә кона һөкүмәт хизмәтчилири афғанистанға қайтқан әһвалда министирлиқта хизмәт қилишни күтмәсликини әскәртип, бу кишиләрниң қайтип дөлитидә йашишини тәләп қилғанлиқини билдүрди.

у: «дөлитимизни бирликтә қайтидин қуруп чиқишниң вә мәсилиләрни һәл қилишниң йолини бирликтә тапайли» деди.

у мәзкур кишиләрниң өтмүштә қилған һәр қандақ ишлириниң өтмүшкә аит икәнликини билдүрүп, һечкимниң уларға «афғанистанда йашима» дейәлмәйдиғанлиқини вә афғанистанниң пүткүл афғанистанлиқларниң дөлити икәнликини тәкитлиди.

у мундақ деди:

«афғанистан хәлқаралиқ җәмийәтниң бир парчиси. пайтәхт кабулда тақалған чәт әл әлчиханилириниң қайтидин ечилиши вә дунйа билән мунасивәтләрни қайтидин орнитиш үчүн қолимиздин келишичә тиришимиз.»

у талибаниң хәлқниң ишәнчини қолға кәлтүрүшкә тиришиватқанлиқини вә бу сәвәбтин талибан күчлириниң муамилилириниң хәлқниң мәниви дунйасиға хилап болмаслиқи керәкликини сөзлиригә илавә қилди.

талибан 2021-йили 15-авғуст һакимийәтни қолиға алғандин кейин, өктичи рәһбәләр вә һөкүмәт хизмәтчилириниң көпинчиси афғанистадин чиқип кәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر