дунйа сәһийә тәшкилати омикрон варийантиниң тез тарқилдиғанлиқиниң ениқ әмәсликини билдүрди

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (Kovid-19)омикрон варийантиниң тез тарқилидиғанлиқи вә делтани өз ичигә алған вирусниң башқа варийантлириға селиштурғанда еғир кесәлликләргә сәвәб болидиғанлиқиға мунасивәтлик ениқ испатниң йоқлуқини елан қилди.

1740164
дунйа сәһийә тәшкилати омикрон варийантиниң тез тарқилдиғанлиқиниң ениқ әмәсликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң түнүгүн (2021-йили 28-нойабир) ки йазма байанатида, омикрон (Omicron) варийанти пәйда болған африқа қитәсиниң җәнубидики дөләтләргә беришни чәкләшниң башланғанлиқи тәнқид қилинди.

байанатта мундақ дейилди:

«нурғун дөләтләр омикрон варийантиға мунасивәтлик әндишәләр сәвәбидин җәнубий африқа дөләтлиригә айропилан сәпәрлирини тохтатқан бир пәйттә, дунйа сәһийә тәшкилати дөләтләрни билимгә вә хәлқаралиқ сәһийә бәлгилимиригә һөрмәт қилишқа дәвәт қилиду.»

дунйа сәһийә тәшкилати сайаһәт чәклимилириниң африқа дөләтлиридә иқтисадий турмуш вә тәминләш зәнҗирлиригә сәлбий тәсир көрситиш мумкинлики сәвәбидин чеграларниң тақалмаслиқини чақириқ қилди.

байанатта, омикронниң делта варийантини өз ичигә алған башқа варийантларға селиштурғанда, техиму тарқилшичан йаки әмәслики, адәмдин адәмгә асан йуқуп-йуқмайдиғанлиқиниң ениқ әмәслики әскәртилиш билән биргә, җәнубий африқадики дөләтләрдә вирус билән йуқумлиниш санида ешиш көрүлгәнлики алаһидә тәкитләнди.

байанатта, бу әһвалниң «омикрон варийанти сәвәбидинму йаки башқа сәвәбтинму» буни билиш үчүн тәкшүрүшләрниң давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.

дунйа сәһийә тәшкилати омикрон варийантини башқа варийантларға селиштурғанда, еғир кесәлликләргә сәвәб болидиған йаки болмайдиғанлиқиниң техи ениқ әмәсликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر