дунйа сәһийә тәшкилати: омикрон варийанти бәзи районларда йаман ақивәтләрни пәйда қилиши мумкин

дунйа сәһийә тәшкилати бүгүн (2021-йили 29-нойабир) вухән вируси (Kovid-19) омикрон варийантиниң «интайин чоң» дунйави хирис пәйда қилғанлиқини вә бәзи районларда йаман ақивәтләргә сәвәб болуши мумкинликини елан қилди.

1740290
дунйа сәһийә тәшкилати: омикрон варийанти бәзи районларда йаман ақивәтләрни пәйда қилиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати түнүгүн (2021-йили 28-нойабир) омикрон варийантиниң башқа варийантларға селиштурғанда еғир кесәлликләргә сәвәб болидиғанлиқи йаки тез тарқилидиғанлиқиға мунасивәтлик ениқ испатниң йоқлуқини елан қилған иди.

җәнубий африқа дөләтлиридә байқалған вухән вируси омикрон варийантиниң, исираилийә, германийә, белгийә вә канада қатарлиқ нурғун дөләтләргә тарқалғанлиқиниң уқтурулуши билән, йавропа, асийа вә шималий америкада бир қатар сайаһәт чәклимилири йеңидин йолға қойулушқа башлиди.

сәһийә мутәхәссислири омикрон дәп нам берилгән йеңи варийантта, делта варийантидин техиму тарқилишчан йаки еғир кесәлликләргә гириптар қилиш мумкинликини чоңайтидиған нурғун йеңи түрләр барлиқини билдүрмәктә. мундақчә қилип ейтқанда, вухән вируси ваксинаси әмләткәндин кейин, бәдәндә пәйда болидиған антетиладин асан қачалайдиған бирдин көп түр бар. бирақ, ваксинаға қарши қаршииқ көрситиш күчи тәтқиқ қилиниш басқучида туруватиду.

омикрон варийантиниң 2-1 күн мускул ағриқи, чарчаш вә йәңгил һөтәл қатарлиқ аламәтләрни пәйда қилидиғанлиқи؛ омикрон варийанти билән йуқумланғанлардин бәзилириниң өйлиридә давалиниватқанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر