пәләстин азадлиқ тәшкилати маракәшни әйиблиди

пәләстин азадлиқ тәшкилати маракәшниң исраилийә билән бихәтәрлик келишим лайиһәси имзалишини әйиблиди.

1739566
пәләстин азадлиқ тәшкилати маракәшни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин азадлиқ тәшкилати иҗраийә комитети тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, исраилийә дөләт мудапиә министири бенни гантизниң, маракәш зийарити әснасида, икки дөләтниң бихәтәрлик саһәсидә келишим лайиһәси имзалишиға наразилиқ билдүрүлди.

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң қуддус ишлири комитетиниң рәислик вәзиписини өтәватқан маракәшниң, пәләстин хәлқигә қарита ирқчилиқ сийасәтлирини йолға қойуватқан исраилийә билән «бундақ хәтәрлик қәдәмни бесиши» ниң күтүлмәйватқанлиқи тәкитләнгән байанатта, исраилийә билән бихәтәрлик саһәсидә имзаланған келишим лайиһәсиниң, әрәбләрниң миллий бихәтәрлики вә мәнпәәтигә хилап икәнлики әскәртилиш билән бир вақитта, маракәш һөкүмитидин, бу келишим лайиһәсидин ваз кечиши тәләп қилинди.

исраилийә дөләт мудапиә министири бенни гантизниң 24 – 25 – нойабир күнлири маракәшкә қилған зийаритидә, икки дөләт оттурисида истихбарат,  дөләт мудапиәси санаити, бихәтәрлик вә маарип қатарлиқ саһәләрдә һәмкарлиқ келишим лайиһәси имзаланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر