афған қизи шарбат гула италийәдин панаһлиқ тилиди

«National Geographic» журнилиниң муқависиға чиқирилған фото – сүрити арқилиқ дунйаниң һәрқайси җайлирида даңқ чиқарған афған қизи шарбат гула италийәдин панаһлиқ тилиди.

1739260
афған қизи шарбат гула италийәдин панаһлиқ тилиди
Sharbat Gula.JPG
Sharbat Gula.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: италийә һөкүмити, талибанлар афғанистанни контрол қилип үч ай өткәндин кейин, вәтинидин чиқип кетишни халайдиғанлиқини билдүргән гулаға йардәм қилғанлиқини уқтурди.

италийә һөкүмити министирлар кеңишиниң бу һәқтики байанатида, афғанистан пуқраси шарбат гуланиң италийә пайтәхти римға йетип кәлгәнлики кәлгәнлики қәйт қилинди.

шарбат гула 1985- йили (пакистан)ниң пешавар шәһиридики мусапирлар лагерида туруватқан мәзгилидә америкалиқ фотограф стив маккури тартқан бир фото – сүритиниң «National Geographic» журнилиниң муқависиға бесилиши билән пүткүл дунйаниң диққитини тартқаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر