хәлқара сақчи тәшкилатиниң омумий кеңәш йиғини ахирлашти

хәлқара сақчи тәшкилати-интерпол (Interpol) ниң йеңи башлиқи, муавин башлиқи вә вәкиллири бәлгилинидиған 89-нөвәтлик омумий кеңәш йиғини ахирлашти.

1739081
хәлқара сақчи тәшкилатиниң омумий кеңәш йиғини ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә баш сақчи идарисиниң мудири мәһмәт акташ үч күнлүк йиғиндин кейин сөз қилип, вәзиписини өткүзүп бәргән хәлқара сақчи тәшкилатиниң алдинқи нөвәтлик башлиқи ким җоңйаң вә вәкилләргә тәшәккүр ейтип: «хәлқара сақчи тәшкилатиниң йеңи сайланған башлиқи әрәб бирләшмә хәлипиликидин әһмәт насир алрайсини, иҗраийә комитетиниң әзалирини тәбрикләймән вә уларға мувәппәқийәт тиләймән» деди.

у хәлқара сақчи тәшкилатиниң йавропа қитәсидики вәкилликигә сайланған, түркийә баш сақчи идариси интерпол башқармисиниң башлиқи сәлчук сәвгәлгә хизмитидә мувәппәқийәт тиләп, омумий кеңәштә елинған һәр бир қарарниң, дунйаниң техиму бихәтәр җай болушиға һәссә қошидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини қәйт қилди.

хәлқара сақчи тәшкилатиниң алдинқи нөвәтлик башлиқи ким җоңйаң өзлирини қизғин күтүвалған вә йиғинға саһибханлиқ қилған түркийә мәсуллириға тәшәккүр ейтип: «истанбулда бу омумий кеңәш йиғиниға ахирқи қетим рийасәтчилик қилғанлиқимдин өзәмни шәрәплик һес қилимән» деди.

мәһмәт акташ хәлқара сақчи тәшкилатиниң кичик ләвһә байриқини кейинки нөвәтлик омумий кеңәш өткүзүлидиған һиндистанниң мәркизий тәкшүрүш бийуроси директори субодиһ җависвалға тапшурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر