йавропа бийонтек-файзер ваксинасини 11-5 йаштики балиларға әмләшни тәстиқлиди

йавропа дора агентлиқи (EMA) бийонтек-файзерниң вухән вируси (Kovid-19) ваксинасиниң 11-5 йаш арисидики балилар үчүн бихәтәр икәнликини билдүрди.

1738831
йавропа бийонтек-файзер ваксинасини 11-5 йаштики балиларға әмләшни тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири:  йавропа дора агентлиқиниң йазма байанатида, бийонтек-файзер ваксинасиниң 12 йаш вә униңдин йуқири йаштикиләр үчүн тәстиқиниң барлиқини хатирилитип, 11-5 йаш арисидикиләр үчүн әмлинидиған ваксина миқдариниң аз болидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, тәвсийә қарариниң 2 миңдәк бала үстидин қилинған синақ нәтиҗисидә чиқирилғанлиқини, әкс тәсирлириниң әмләнгән җайниң ағриши вә қизириши, чарчаш, баш ағриқи, москул ағриқи қатарлиқ башқа йаш гуруппидикиләрдә көрүлгән аламәтләр билән охшаш икәнлики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, ваксинаниң 11-5 йаштикиләр үчүн пайдисиниң зийинидин көп икәнликини алаһидә әскәртти.

файзер-бийонтек ваксинасиниң 15-12 йаш гурупписидикиләрдә еғир әкс тәсир пәйда қилмиғанлиқи вә үнүминиң интайин йуқири икәнлики билдүрүлгән болуп, икки шишә ваксина йәттә күн билән төт ай ичидә әмләнгән 12 йаштин 15 йашқичә болған балиларда, вухән вируси билән йуқумлинишниң алдини %100 алғанлиқи уқтурулған иди.

америка йемәк-ичмәк вә дора идариси (FDA) файзер-бийонтек ваксинасини 15-12 йаш гурупписидики балиларға әмләшни тәстиқлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر