әбу зәби тәхт вариси әрдоғанға рәһмәт ейтти

әбу зәби тәхт вариси шаһзадә шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйан түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болғандин кейин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқ  телеграммиси йоллиди.

1738358
әбу зәби тәхт вариси әрдоғанға рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: қизғин күтүвалғанлиқи вә меһмандостлуқи үчүн җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтқан шаһзадә бин зайид, зийарәтниң өзлиригә нисбәтән, «икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни ортақ мәнпәәтләргә хизмәт қилидиған, икки дост хәлқкә пайда йәткүзидиған шәкилдә тәрәққий қилдуруш пурсити йаритип бәргәнликини» қәйт қилди, әрдоғанға бәхт – саадәт, тенигә саламәтлик, түркийә хәлқигә тинч – аманлиқ, һузур - һалавәт вә параванлиқ тилиди.

йәнә бир тәрәптин, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң рәсмий хәвәр агентлиқи (WAM) ниң, шаһзадә бин зайидниң түркийә зийаритигә мунасивәтлик хәвиридә әскәртилишичә,  пайтәхт әнқәрәдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бир йәргә җәм болған шаһзадә бин зайид, мундақ дегән: «иқтисадий мунасивәтлиримизни күчәйтишни чөридигән һалда елип барған зийаритимиз наһайити мувәппәқийәтлик болди, һәмкарлиқ үчүн йеңи вә узақ мәзгиллик упуқларниң дәрвазисини кәң ечишни үмид қилимиз, тәрәққийат вә параванлиқ нишанлиримизға, өзара мәнпәәт йәткүзүш асасида йетиш йолида тиришчанлиқ көрситишни арзу қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر