җонсон билән макрон қалаймиқан көч тоғрисида келишти

әнглийә баш вәзири борис җонсон билән фирансийә пирезиденти макрон манш деңизида әң аз дегәндә 31 көчмән җенидин айрилғандин кейин, қалаймиқан көчни тохтитишқа әһмийәт бериш тоғрисида келишти.

1738443
җонсон билән макрон қалаймиқан көч тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири:  әнглийә баш вәзири борис җонсон билән фирансийә пирезиденти макрон манш деңизида көчмәнләр олтурған қолвақниң чөкүп кетиши нәтиҗисидә, әң аз дегәндә 31 көчмән җенидин айрилғандин кейин, қалаймиқан көчни тохтитишқа әһмийәт бериш тоғрисида келишти.

әнглийә баш вәзирлик мәһкимисиниң 10-номурлуқ ишханисиниң байанатида билдүрүлишичә, рәһбәрләр телефон сөһбитидә қалаймиқан көч мәсилисини музакирә қилған.

баш вәзир борис җонсон билән пирезидент макрон, «әҗәллик өтүшләрниң алдини елиш үчүн ортақ тиришчанлиқ көрситишни тезлитиш, һәмдә амалниң баричә кишиләрниң һайатини хәтәргә иттиришкә җавабкар қара гуруһларни тосуш үчүн мумкинчилики болған ишларниң һәммисини қилиш» мәсилилиридә пикир бирлики һасил қилди.

рәһбәрләр мәсилини үнүмлүк һәл қилиш үчүн белгийә, голландийә шундақла қитәдики башқа дөләтләр билән йеқиндин һәмкарлишишниң муһимлиқини билдүрүп, «ечинишлиқ өлүмләр» ниң,  бу әҗәллик өтүшләрни тохтитиш вә җинайәт шайкилириға зәрбә бериш үчүн барлиқ таллашларни үстәлдә сақлап қелишниң һайатий әһмийәткә игә икәнликини йәнә бир қетим көрситип бәрди.

фирансийәдин манш деңизи арқилиқ әнглийәгә бармақчи болған вә қалаймиқан көчмәнләр олтурған бир қолвақниң чөкүп кетиши нәтиҗисидә, әң аз дегәндә бәш айал вә бир кичик қиз балини өз ичигә алған 31 қалаймиқан көчмән җенидин айрилған иди.

фирансийә пирезиденти макрон байанат елан қилип, йавропа иттипақини «көч мәсилиси» тоғрисида дәрһал топлинишни чақириқ қилған иди.

у йавропа иттипақи чегра бихәтәрлик агентлиқи франтекс (Frontex) ниң имканийәтлирини дәрһал күчәйтиш керәкликини әскәртип, «фирансийә манш деңизиниң мазарлиққа айлинишиға рухсәт қилмайду» дегән иди.

вәқәдин кейин, мунасивәтлик төт киши тутулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر