дунйа сәһийә тәшкилатидин йавропаға қорқунчлуқ агаһландуруш

дунйа сәһийә тәшкилати йавропада ковид-19 бимарлириниң тез көпийиши билән кәлгүси бир нәччә ай ичидә 700 миң кишиниң өлүп кетиши мумкинликини елан қилди.

1737952
дунйа сәһийә тәшкилатидин йавропаға қорқунчлуқ агаһландуруш

 

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати йавропаниң йуқумниң чаңгилида икәнликини, әгәр бундақ давамлашқан тәқдирдә йавропада қаза қилғанларниң саниниң 2 милйон 200 миңдин ешип кетидиғанлиқини елан қилди.

дунйа сәһийә тәшкилати, 2022-йили 31-мартқичә 53 дөләтниң 49 идики еғир кесәлләрни көзитиш мулазимитидә «интайин» йаки «һәддидин зийадә» зичлиқ йүз бериши мөлчәрлиниватқанлиқини билдүрди.

делта варийантиниң тәсири билән биргә чәклимиләрни бошитиш вә иҗтимаий арилиқ сақлаш қатарлиқ тәдбирләрниң азийиши түпәйлидин йавропадики йуқумлиниш нисбитидә ешиш мәйданға кәлгәнлики билдүрүлмәктә.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, ковид -19 дин қаза қилғанлар синтәбирниң ахирида күндилик 2100  кишигә йетип, 2 һәссә ашқан вә күнигә 4200 кишигә өрлигән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر