вотсап йавропадики мәхпийәтлик сийаситигә өзгәртиш киргүзди

иреландийәдә бу йил (2021) ниң бешида вотсапқа санлиқ мәлуматларни қоғдаш мәсилисидә 225 милйон йавро җәриманә қойулуши нәтиҗисидә, вотсап йавропада мәхпийәтлик тәңшигүчлирини қайтидин инчикә тәңшиди.

1736944
вотсап йавропадики мәхпийәтлик сийаситигә өзгәртиш киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: иреландийәдә бу йилниң бешида вотсапқа санлиқ мәлуматларни қоғдаш мәсилисидә 225 милйон йавро җәриманә қойулуши нәтиҗисидә, вотсап йавропада мәхпийәтлик тәңшигүчлирини қайтидин инчикә тәңшиди.

вотсап ширкитиниң мәхпийәтлик сийаситигә өзгәртиш киргүзүлгәнлики тоғрисида елан қилған байанатида: «буниңда абонтлар билән түзүлгән тохтамға өзгәртиш киргүзүлмиди. абонтлиримиз вотсапни давамлиқ ишлитиш үчүн һечқандақ тәләпни қобул қилишиға йаки һәр қандақ мәшғулат қилишиға керәк йоқ»  дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر