виладимир путинниң сүрийә алаһидә вәкили иран ташқи ишлар министири билән көрүшти

русийә пирезиденти виладимир путинниң сүрийә алаһидә вәкили александир лаврентйев пайтәхт теһранда иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан билән көрүшти.

1736775
виладимир путинниң сүрийә алаһидә вәкили иран ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: иран ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқтин кейин теһранға йетип кәлгән лаврентйев вә русийә муавин ташқи ишлар министири сергей вершиннин абдуллаһйан билән икки дөләт мунасивәтлири, райондики тәрәққийат вә сүрийәниң вәзийити тоғрисида музакириләшкән.

учришишта абдуллаһйан астана мусаписи даирисидә, сүрийәликләр өзара өткүзидиған сөһбәтләрниң бу дөләттики киризисниң бирдинбир сийасий һәл қилиш чариси кәнликини ейтқан.

иран ташқи ишлар министири русийә билән мәңгүлүк вә узун муддәтлик һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини билдүрүп, москва билән теһран даирилириниң сүрийәни қайта қурушта һәмкарлишишиниң муһимлиқини тәкитлигән.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر