беларусийә-полша чеграсидики мусапирларниң саламәтлик әһвали еғирлашмақта

беларусийә-полша чеграсида йавропаға бериш үчүн үсти йепиқ җайларда сақлап туруватқан кишиләрниң саламәтлик мәсилилири барғансери көпәймәктә.

1736873
беларусийә-полша чеграсидики мусапирларниң саламәтлик әһвали еғирлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийәниң гродон шәһиридики брузги чегра районида туруватқан көпинчиси ирақ, сүрийәдин кәлгән вә кичик балиларни өз ичигә алған тәхминән 2 миң киши икки һәптидин бери туруватқан җайда турмуш шараитлири барғансери қийинлашмақта.

беларусийә хәлқи, җиддий әһваллар министирлиқи, ички ишлар министирлиқи, чегра комитети вә армийә қисимлири чеградики мусапирларға йардәм қилиш үчүн сәпәрвәрлик һәрикити башлиған болсиму, мусапирларниң еһтийаҗи барғансери ашмақта вә мәсилилириму барғансери көпәймәктә.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң бир һәйтиити чеграда мусапирлар туруватқан җайға берип, тәкшүрүштә болди.

беларусийә муавин пирезиденти йури карайев (Yuriy Karayev) дунйа сәһийә тәшкилатиниң һәйитигә мәлумат берип, бу йәрдики кишиләргә 24 саәт сәһийә хизмити берилидиғанлиқини, 100 гә йеқин кишиниң өпкә йаллуғи башқа нәпәс йоли кесәлликлири билән дохтурханиға йатқузулғанлиқини билдүрди.

у: «чеграда сақлаватқанлар асаслиқи һөтәл, зукам, көкрәк вә қорсақ ағриқи қатарлиқ шикайәтләр билән сақлиқ сақлаш әтритигә илтимас қиливатиду. балилар вә һамилидар айаллар зөрүр тепилғанда, дохтурханида давалиниватиду» деди.

дунйа сәһийә тәшкилати йавропа ишханисиниң җиддий әһвалларға тақабил туруш директори геғалд рокеншав (Gerald Rockenschaub) беларусийә-полша чеграсида шараитниң қийин икәнликини билдүрүп: «чеградики мусапирлар саламәтликидин ағринмақта. бәзилириниң созулма характерлик кесәллири бар. беларусийә һөкүмити бу мәсилиләрни һәл һәл қилишқа тиришиватиду» деди.

у чеградики мусапирларниң көпинчисиниң дөлитигә қайтишни халайдиғанлиқини әскәртип, дора, хәлқаралиқ тиббий йардәм вә дизинфексийә буйумлири йардими қилиш тоғрисида вәдә бәрди.

игилинишичә, беларусийә-полша чеграсида дәсләптә орманда, арқидин үсти йепиқ җайларда туруватқан 2 миң киши, икки һәптидин артуқ вақиттин буйан йуйуналмиған. бәзи кишиләр чечини йуйуп, бу еһтийаҗини қамдашқа тиришқан. әмма, нурғун кишиләр иҗтимаий тәшкилатлар тәминлигән нәмдәлгән лөңгиләр билән дизинфексийә еһтийаҗини қамдашқа тиришмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر