лойид остин манамада муһим учришишларда болди

америка дөләт мудапиә министири ллойид остин ирақ курд районлуқ һөкүмити баш министири мәсрур барзани вә бәһрәйнниң тәхт вариси шаһзадә салман бин һамад бин иса әл хәлифә билән көрүшти.

1736540
лойид остин манамада муһим учришишларда болди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, остин бәһрәйнниң пайтәхти манамада һәр йили өткүзүлидиған «манама диалоги» йиғини җәрйанида һәр хил учришишларда болған.

остин ирақ курд районлуқ һөкүмити баш министири мәсрур барзани билән өткүзгән учришишида, пәшмәргә қисимлириниң терорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәшкә қошқан төһписи үчүн рәһмәт ейтқан.

лойид остин манамада ирақ дөләт мудапиә министири җума инад садун биләнму учришиш елип барди.

учришишта, ирақ армийәсиниң даешқа қарши күрәштә америка әскәрлириниң йардәм қилиш вә истихбарат ортақлишишни асас қилған вәзиписиниң кейинки қәдәмлири  музакирә қилинди.

бәһрәйинниң тәхт вариси шаһзадә салман бин һамад бин иса әл хәлифә биләнму учришиш өткүзгән остин, деңиз бихәтәрлики вә район характерлиқ һәмкарлиқ қатарлиқ икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқларни музакирә қилди.

остин йәнә манамада малайсийа дөләт мудапиә министири һишамуддин һүсәйин биләнму көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر