йапонийә: җәнубий корейә билән мунасивәтлиримизни муқимлаштуруш муһим

йапонийә баш вәзири кишида фумио қошниси җәнубий корейә билән болған икки тәрәп мунасивәтлирини муқимлаштурушниң наһайити моһимлиқини тәкитлиди.

1736307
йапонийә: җәнубий корейә билән мунасивәтлиримизни муқимлаштуруш муһим

түркийә авази радийоси хәвири: баш вәзир кишида, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, җәнубий корейә билән йеқинқи йиллардин буйанқи икки тәрәп мунасивәтлириниң тәрәққийати, икки дөләт оттурисидики уруш җәрйанида корейә йерим арилида ишләшкә мәҗбурланған кишиләргә төләм төләш, әйни вақиттики хорланған корейә айаллири вә тақим араллар киризисини һәл қилиш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталғанда, бу мәсилиләрниң икки тәрәп мунасивәтлиригә пассип тәсир көрситиватқанлиқини вә җәнубий корейә билән болған мунасивәтләрни муқимлаштурушниң наһайити муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «хәлқара келишимләр чоқум йолға қойулуши вә вәдиләргә чоқум әмәл қилиниши керәк, мән җәнубий корийәниң актип позитсийәдә болушини үмид қилимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر