полша чегра қоғдаш қисимлири билән мусапирлар оттурисида сүркилиш йүз бәрди

полша-беларусийә чеграсида мусапирлар киризиси давамлишиватқан бир вақитта, полша чегра қоғдаш қисимлири мусапирларға йуқири бесимлиқ су чечип вә йаш аққузуш бомбиси етип, мусапирларни тарқитивәтмәкчи болди.

1735534
полша чегра қоғдаш қисимлири билән мусапирлар оттурисида сүркилиш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: полша дөләт мудапиә министирлиқи кузника чегра еғизида хәвпсизлик тармақлири билән мусапирлар оттурисида йүз бәргән сүркилишләргә мунасивәтлик видеоларни һәмбәһирлиди.

министирлиқниң байанатида: «мусапирларниң кузника чегра еғизиға қилған һуҗуми чекиндүрүлди. һуҗумчилар асасән дегүдәк йаш әрләр иди» дейилди.

полша дөләт мудапиә министирлиқи йәнә, һуҗумларниң беларусийә күчлириниң «контроллуқи астида» йүз бәргәнликини илгири сүрди. видеоларда мусапирларниң полша хәвпсизлик қисимлириға таш атқанлиқи, хәвпсизлик қисимлириниң аммиви вәқәләрни бир тәрәп қилишта ишлитилидиған вастиләрдин пайдиланғанлиқи көрүлиду.

полша дөләт мудапиә министири марийусз бласззак (Mariusz Blaszczak) мәзкур һуҗумларниң, беларусийә пиланлиған тәтүр тәшвиқат һәрикити икәнликини билдүрүп: «һәрбий қисимлиримизға бүгүнки һуҗумни чекиндүргәнлики үчүн тәшәккүр ейтимән. полша уларниң сайисида бихәтәр туруватиду. чеграда вәзипә өтәватқан барлиқ әскәрләр мукапатлиниду. биз уларға миннәтдар. беларусийә һакимийити пиланлиған тәтүр тәшвиқат һәрикитигә дуч келиватимиз. бу әһвалға қарита диққәт қилишиңларни тәвсийә қилимән. еғир мәсулийәт астидики әскәрлиримизни тәң қоллайли» деди.

йавропа комитети башлиқи урсула фондерлейен твиттер адресида учур һәмбәһирләп, литванийә пирезиденти гитанас навседа (Gitanas Nauseda) вә литванийә баш министири ингрида симоните (İngrida Simonyte) билән полша-беларусийә мусапирлар киризисини музакирә қилғанлиқини билдүрди.

у: «ембарголар вә бесилидиған кейинки қәдәмләр үчүн мәвҗут әһвални музакирә қилдуқ. йавропа иттипақи чегра башқуруш мәсилисидә қошумчә йардәм қилди. .әза дөләтләрни қоллаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر