гретсийәдә ишчилар 24- саәтлик иш ташлаш намайиши өткүзди

гретсийәдики метро, йеник метро вә тирамвай ишчилири бир хизмәтдишиниң 16-нойабирда хизмәттә қаза қилғанлиқиға етираз билдүрүп  24- саәтлик иш ташлаш намайиши өткүзди.

1735728
гретсийәдә ишчилар 24- саәтлик иш ташлаш намайиши өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: гретсийә рәсмий хәвәр  агентлиқи «AMNA» ниң хәвәр қилишичә, төмүр йол системиси ишчилар ойушмисиниң бирләшмә байанатиға асасән 24 саәтлик иш ташлаш намайиши елан қилинған.

байанатта хизмәтчиләр хизмәттики һадисиләрниң  алдини елиш үчүн бихәәрлик тәдбирлириниң көпәйтилишини тәләп қилди.

хизмәтчиләрниң һайатидин айрилған хизмәтдиши билән видалашмақчи  болғанлиқи тилға елинған байанатта, «һадисиниң сәвәбини айдиңлаштуруп, җавабкарларниң җазалинишини тәләп қилимиз»дейилди.

16- нойабирдики һадисидә, релисни асраш хизмити билән шуғуллиниватқан хусусий бир аптомобил тормузда кашила көрүлгәнликтин йолучисиз кетиватқан йеник метроға соқулуп кәткән вә вәқәдә 41 йашлиқ хизмәтчи қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر