буркина фасодики террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанлар сани ашти

буркина фасониң шималида 14-нойабир (2021) йүз бәргән армийә һуҗум нишани қилинған террорлуқ һуҗумида, җенидин айрилғанларниң сани 53 кә чиқти.

1735551
буркина фасодики террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанлар сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо учур-алақә министири вә һөкүмәт байанатчиси қуссени тамбора шималдики һәрбий қисимларға қилинған террорлуқ һуҗумлирида 49 әскәр вә төт пуқраниң җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

буркина фасо министирлар кеңиши түнүгүн (2021-йили 17-нойабир) қарар чиқирип, икки йуқири дәриҗилик қоманданни вәзиписидин қалдурди.

буркина фасо пирезиденти роч марк кристийан кабор(Roch MarcChristian Kabore) террорлуқ вәқәсидин кейин, үч күнлүк матәм елан қилған иди.

буркина фасониң қошна дөләт малидики әл қаидә террорлуқ тәшкилати вә даешқа четишлиқ террорлуқ гуруппилар, 2015-йилдин тартип буркина фасониң шималий вә шәрқидә пат-пат һуҗум вәқәлирини пәйда қилмақта.

буркина фасо қошниси нигер билән бирликтә һәрбий һәрикәт қозғиған болсиму, малиға җайлашқан террорлуқ тәшкилатлириниң күчини аҗизлиталмиди.

б д т мәлуматлирида билдүрүлишичә, бу йил (2021) ниң дәсләпки мәзгиллиридә 17 миң 500 киши йурт-маканлиридин айрилип, чәт әлләрдә панаһлинишқа мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر