йапонийә билән америка хитайға қарши һәрбий маневир өткүзди

хитай барғанчә һәрбий күчини ашуруватқан җәнубий деңизда, йапонийә билән америка тунҗи қетим су асти парахотму орун алған бирләшмә һәрбий маневир өткүзди.

1734892
йапонийә билән америка хитайға қарши һәрбий маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә деңиз-окйан мудапиә армийәси (MSDF) америка деңиз армийәси билән җәнубий деңизда бирләшмә һәрбий маневир өткүзгәнликини елан қилди.

буниңға асасланғанда, йапонийәниң икки қоғлиғучи парахоти вә чарлаш айропилани қатнашқан маневирға тунҗи қетим йапонийә деңиз-окйан мудапиә армийәси (MSDF) гә тәвә су асти парахотиму йолланған.

йапонийә деңиз-окйан мудапиә армийәси (MSDF)  ниң билдүришичә, бу маневир америка вә йапонийәниң җәнубий деңизда су асти парахоти қатнашқан тунҗи һәрбий маневири икән.

йапонийә дөләт таратқуси «NHK» ниң хәвиригә асасланғанда, пүтүн районда су асти парахотиға қарши туруш мәшқини өз ичигә алған бу маневирға американиң қоғлиғучи парахоти вә чарлиғучи айропиланиму қатнашқан.

йапонийә дөләт таратқуси «NHK»  хитайниң райондики һәрбий күчиниң күнсери күчийиватқанлиқини тәкитләп, бирләшмә маневирниң йапонийә-америка иттипақи даирисидики «әркин вә очуқ һинди-тинч окйан нишани» ни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر