америка ливан армийәсигә 6 һәрбий тик учар айропилани ианә қилди

ливан армийәси америка қошма иштатлиридин һәрбий йардәм сүпитидә ианә қилинған 6 һәрбий тик учар айропиланни алаһидә мурасим билән тапшуруп алди.

1735199
америка ливан армийәсигә 6 һәрбий тик учар айропилани ианә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң бейрутта турушлуқ баш әлчиханисиниң тор бетидә елан қилинған байанатқа асасланғанда, ливанниң шималидики һамат һәрбий базисида өткүзүлгән тапшуруп бериш мурасимиға ливан армийә баш иштаб башлиқи җосеф авн вә американиң бейрутта турушлуқ баш әлчиси дороти шеа қатнашқан.

ианә қилинған 6 данә «MD-530F» разведка вә йеник һуҗумчи тик учарлириниң қиммитиниң 40 милйон доллар икәнлики билдүрүлди.

америкада пирезидент җо байдин һөкүмити ливан армийәсиниң йахшилиниши үчүн 47 милйон долларлиқ һәрбий йардәм бериш пиланини 9-сентәбирдә тәстиқлиған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر