полша мусапирлар киризисиниң қораллиқ тоқунушқа айланмайдиғанлиқини билдүрди

беларусийә-полша чеграсида йавропаға өтүп кәтмәкчи болған көчмәнләрниң бир қисми чегра еғизидин орманлиқ ичидики лагерға қайтип кәлди. йәнә бир қисми болса, кечини таң атқузуш үчүн тәййарланған мәркәзгә қайтти.

1735048
полша мусапирлар киризисиниң қораллиқ тоқунушқа айланмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийәниң гродно (Grodno) шәһиридики брузги (Bruzgi) чеграсида, көпинчиси ирақтин виза елип беларусийәгә барған вә йавропаға бериш үчүн полша чеграсидин өтмәкчи болған мусапирлар, чеградин өтүш нуқтисидин айрилди.

беларусийә пирезиденти александир лукашенко гродно валий мәһкимисигә чеградикиләрниң кечини өткүзүши үчүн бир үсти йепиқ җай тәййарлашқа буйруқ чүшүрди.

беларусийә тәкшүрүш комитети чеградики мусапирлар билән полша хәвпсизлик күчлири оттурисида йүз бәргән сүркилиштин кейин, районда тәкшүрүшни башлиди.

беларусийә дөләт чегра комитети: «полша хәвпсизлик күчлириниң қоралсиз кишиләргә алаһидә қорал-йарағ ишләткәнлики ройхәткә елинди» дәп байанат елан қилди.

ирақ ташқи ишлар министирлиқиниң мәнбәлиридә көрситилишичә, беларусийә-полша чеграсиға барған 170 киши дөлитигә қайтиш үчүн ирақниң минсктики әлчиханисиға илтимас қилған вә 55 кишиниң транзит өтүши үчүн паспорт берилгән.

б д т беларусийә-полша чеграсида йавропаға бармақчи болған мусапирларға қарши күч ишләтмәсликни чақириқ қилди.

б д т баш катипи байанатчилиридин фархан һақ күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, полша хәвпсизлик күчлириниң чеградики мусапирларға йаш аққузуш бомбиси етип, бесимлиқ су чачқанлиқи тоғрисида тохталғанда, һазирчә буни тоғрилийалмиғанлиқини, бирақ бундақ муамилә қилишниң хата икәнликини билдүрди.

полша муавин баш министири вә һакимийәттики қанун вә адаләт партийәсиниң башлиқи җарослав каҗзиниски (Jaroslaw Kaczynski), полша-беларусийә чеграсидики мусапирлар киризиси қораллиқ тоқунушқа айланмайду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

у полша-беларусийә чеграсидики сүркилишниң давамлишиватқанлиқини билдүрүп: «сүркилишләр давамлишиватиду, әмма қораллар ишлитилгән уруш һазирчә йоқ» деди.

у чеградики йирикчиликләрниң узун вақиттин буйан давамлишиши мумкинликини, беларусийәниң мусапирларға йардәм қилғанлиқи тоғрисидики байанатларниң әмәлийәткә уйғун әмәсликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر