йапонийә қисимлири сомалиниң деңизида деңиз қарақчилириға қарши туруш вәзипә муддитини узартти

йапонийәниң өзини қоғдаш қисимлири SDF сомалиниң деңиз тәвәликидики деңиз қарақчилириға қарши туруш гурупписиниң вәзипә өтәш муддитини узартишни қарар қилди.

1734378
йапонийә қисимлири сомалиниң деңизида деңиз қарақчилириға қарши туруш вәзипә муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң дөләтлик таратқуси NHK ниң хәвиригә асасланғанда, министирлар кеңиши сомалиниң шималидики адән қолтуқида деңиз қарақчилириға қарши туруш вәзиписини иҗра қиливатқан йапонийә қисимлириниң вәзипә өтәш муддитини бир йил узартишни тәстиқлиған.

мақулланған қарарда, районда вәзипә өтәватқан йапонийә қисимлири SDF хадимлири саниниңму көпәйтилидиғанлиқи уқтурулған.

қарарда йәнә, деңиз қарақчилиқини кәлтүрүп чиқарған намратлиққа охшаш асаслиқ сәвәбләрниң һәл қилинмиғанлиқи вә бир қисим сода парахотлириниң йапонийә қисимлиридин қоғдиғучи тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, сина йерим арилидики дөләт һалқиған тинчлиқ сақлаш қисмлири даирисидики йапонийәниң қисимлири SDF хадимлириниңму вәзипә өтәш муддитиниң 1 йил узартилиши қарар қилинғанлиқи елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر