уганданиң пайтәхти кампалада икки айрим партлаш вәқәси йүз бәрди

шәрқий африқа дөлити уганданиң пайтәхти кампалада икки айрим партлаш вәқәси йүз бәрди.

1734567
уганданиң пайтәхти кампалада икки айрим партлаш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвәрлиригә асасланғанда, партлашлардин бири сақчиханиниң йенида, йәнә бири парламент бинасиға йеқин кочида йүз бәргән.

вәқәдә адәм өлүш йаки йарилиниш һадисиси көрүлгән йаки көрүлмигәнлики һәққидә һечқандақ мәлумат берилмиди.

иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләнгән синларда партлашларда нурғун аптомобилниң бузулғанлиқи көрүлди.

угандада йеқинқи айларда аммиви сорунларда бомба һуҗуми көпләп йүз бәрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر