афғанистанниң пайтәхти кабулда партлаш йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулниң котәй санги районида йүз бәргән партлашта, икки киши йариланди.

1734134
афғанистанниң пайтәхти кабулда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул сақчи әмәлдари сило кочисида йол бойиға орунлаштурулған минаниң пуқралар олтурған аптомобил өтүватқан пәйттә партилитилғанлиқини билдүрди.

сақчи әмәлдари вәқәдә 2 кишиниң йариланғанлиқини тәкитләп, һуҗум нишаниниң талибан күчлири әмәсликини әскәртти.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечқандақ киши йаки тәшкилат өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر