туниста иҗтимаий малиманчилиқ йүз бериш еһтималлиқи йуқири

тунис баш ишчилар ойушмисиниң муавин баш катипи сәмир әл шәфи дөләттики әһвалларни «интайин мүшкүл» дәп тәсвирләп, иҗтимаий малиманчилиқ йүз бериш еһтималлиқи йуқири икәнлики һәққидә агаһландурди.

1733592
туниста иҗтимаий малиманчилиқ йүз бериш еһтималлиқи йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: сәмир әл шәфи бир хусусий радийоға бәргән байанатида, «иқтисадий қийинчилиқ сәвәбидин иҗтимаий вәзийәткә сәл қараш мувәппәқийәтлик усул әмәс, бу техиму көп иҗтимаий малиманчилиқ вә кризисларни кәлтүрүп чиқириши мумкин» деди.

сәмир әл шәфи дөләтни қайта қурушта ортақ ппзитсийәләрниң ишлитилиши керәкликини тәкитләп, ишчилар ойушмилириниң өзгиришкә ишинидиған һәр қайси партийәләр қатнишидиған реал миллий дийалогни қоллайдиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر