түркийә - гирузийә чегра мудапиә қисимлири бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

түркийә – гирузийә чегра мудапиә қисимлири «түркийә- грузийә чегра мудапиәси - 2021» намлиқ бирләшмә һәрбий маневир өткүзди.

1733173
түркийә - гирузийә чегра мудапиә қисимлири бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: гирузийә ички ишлар министирлиқи чегра мудапиәси сақчи идариси йазма байанат елан қилип, бирләшмә чегра маневириға гирузийәниң саһибханлиқ қилғанлиқини уқтурди.

маневирниң мәқситиниң икки дөләтниң чегра бихәтәрликини күчәйтиш икәнлики оттуриға қойулған байанатта: «бирләшмә һәрбий маневирниң мәқсити икки дөләт чегра мудапиә қисимлириниң қуруқлуқ чеграсини қоғдаш тәҗрибисини ортақлишиш вә чегра бихәтәрликигә мунасивәтлик мәсилиләрдә өзара мас һәрикәт елип беришни тәрәққий қилдуруштин ибарәт» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر