әрәб иттипақдаш күчлири һусийларға зәрбә бәрди

сәуди әрәбистан башчилиқидики әрәб иттипақдаш күчлири, йәмәнниң шималида һусийларниң контроллуқидики районларда һәрбий нишанларға зәрбә бәргәнликини уқтурди.

1732435
әрәб иттипақдаш күчлири һусийларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң «‹ SPA› агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, әрәб иттипақдаш күчлири байанатчиси түркий әлмалики, бу һәқтә елан қилған байанатида, сана вә садә вилайәтлиридики һусийларға аит қорал – йарағ искилатлири, баллистик башқурулидиған бомбилар вә учқучисиз һава аппаратлириға зәрбә бәргәнликлирини, буларниң қанунлуқ һәрбий нишанлар икәнликини тәкитләп мундақ дегән: «һусий әскәрлириниң чагра һалқиған һуҗумлири толиму күлкилик болуп, биз йәнила өзимизни тутувеливатимиз.»

йәнә бир тәрәптин, һусийлар тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, бүгүн әтигән тәрәпләрдә, иттипақдаш күчлири  сана, умран вә садә вилайәтлиригә һава һуҗумлирини елип барған.

һусийларға қарашлиқ «‹әлмәсирә› телевизийәси» му, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, мәзкур һуҗумлар һәққидә елан қилған байанатида, иттипақдаш күчлиригә қарашлиқ һава армийә қисимлириниң, сананиң охшимиған районлирини уда 5 қетим бомбардиман қилғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر