йапонийә 9 сүний һәмраһни елип маңған ракетасини аләм бошлуқиға қойуп бәрди

йапонийә аләм бошлуқиға 9 сүний һәмраһни елип маңған «епсилон -5» ракетасини қойуп бәрди.

1731340
йапонийә 9 сүний һәмраһни елип маңған ракетасини аләм бошлуқиға қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә аләм тәтқиқат оргини (JAXA) ракетаниң кагошиманиң ғәрбий җәнубидики учинора аләм понкитидин қойуп берилгәнликини хәвәр қилди.

10 дөләтлик илим-пән институти бирликтә ишләпчиқарған ракетаниң диаметири 2.6 метир, узунлуқи 26 метир, еғирлиқи 96 тонна икәнлики билдүрүлди.

ракетаниң қаттиқ йеқилғу ишлитидиғанлиқи вә сүний әқлий иқтидари сайисида қойуп бериш вә әмгәк күчи чиқиминиң төвәнлигәнлики тәкитләнди.

аләм бошлуқида паалийәт елип баридиған маарип органлирини шундақла сода ширкәтлирини риғбәтләндүрүшни мәқсәт қилған вә 9 сүний һәмраһни елип маңған «епсилон -5» ракетасиниң 5 милйард 800 милйон йен (51 милйон доллар) лиқ чиқим билән ишләпчиқирилғанлиқи уқтурулди.

кйодо агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, йапонийә аләм тәтқиқат оргини (JAXA)  әң ахирқи қетим 2019-йили 1-айда епсилон типидики ракетани қойуп бәргән икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر