хитайда ковид-19 ниң делта варийанти кәң тарқилишқа башлиди

хитайда ковид-19 ниң делта варийанти нурғунлиған өлкә вә районларғичә тарқалди.

1729198
хитайда ковид-19 ниң делта варийанти кәң тарқилишқа башлиди
Çin.jpg
koronavirüs Çin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик сәһийә комитети илгири сүргән санлиқ мәлуматларға асасланғанда, өктәбир (2021) ниң оттурилиридин буйан ройхәткә елинған йәрлик мәнбәлик йуқумланғанларниң сани 500 гә йеқинлашқан.

йеқинқи 24 саәт ичидә, хитайниң ғәрбий җәнубидики чуңчиң шәһири вә сичүән өлкисиниң мәркизи чеңдуму йәрлик мәнбәлик йуқум кәң тарқиливатқан шәһәрләр қатариға киргүзүлгән.

дөләтлик сәһийә комитети түнүгүн (2021-йили 3-нойабир) бир күндила хитай чоң қуруқлуқида 93 киши йәрлик мәнбәлик болуп, җәмий 109 йеңи йуқумланғучиниң байқалғанлиқини елан қилди.

пайтәхт бейҗиңда түнүгүн 9 йуқумланғучи ройхәткә елинған болуп, бу қетемқи йуқумлиниш долқунида йуқумланғучилар саниниң 43 кә көпәйгәнлики билдүрүлди вә бейҗиңни сайаһәт қилиш чәкләнди.

бейҗиңниң шималидин 260 километир йирақлиқтики хебий өлкисигә қарашлиқ шиҗуаҗуаң шәһиридә җиддий һаләт елан қилинди. йуқумлиниш нисбити йуқири болған хиҗуаң йезиси пүтүнләй карантинаға елинди.  

русийә билән чегралинидиған ғәрбий шималдики хейлоңҗйаң өлкисигә қарашлиқ хейхи шәһиридиму бир күндә 26 кишидә йуқумлиниш байқалғандин кейин «йуқири хәтәрлик район» дәп елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر