токлуқ аптомобилларға елип йүрүшкә әплик ток қачилиғуч ишләпчиқирилди

токлуқ аптомобиллар үчүн чамаданға охшап кетидиған вә  аптомобилниң арқа сандуқиға сиғидиған елип йүрүшкә әплик ток қачилиғуч келәр йили базарға селиниду.

1728945
токлуқ аптомобилларға елип йүрүшкә әплик ток қачилиғуч ишләпчиқирилди

түркийә авази радийоси хәвири: токлуқ аптомобилға мас келидиған ток қачилаш нуқтисини тепиш мәсилисидики әндишиләр, шопурлар токлуқ аптомобиллириниң батарейәлирини толуқлаш үчүн биллә елип йүридиған елип йүрүшкә әплик йеңи ток қачилиғучниң базарға селиниши билән түгиди.

«ZipCharge Go»  намлиқ ток қачилиғуч, әнглийәдә 2022 – йилниң ахиридин башлап херидарларниң мулазимитигә сунулиду.

йерим саәттә қачиланған ток билән 32 километирлиқ мусапигә йетип барғили болидиған бу үскүнигә, өйдә ток қачилиғили болиду.

елип йүрүшкә әплик йәңгил ток қачилиғуч, һәммә кишигә өйдә ток қачилаш пурсити йаритип бериду.

халиған кишиләр, үскүнигә өйдә әмәс, айлиқ муштәри болуш шәрти билән ток қачилинип тәминлиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر